айшәнур әзги әйгиниң җәсити истанбулға елип келинди

айшәнур әзги әйгиниң җәсити истанбулға елип келингәндин кейин, йәрликкә қойуш үчүн измирға әвәтилди.

2186822
айшәнур әзги әйгиниң җәсити истанбулға елип келинди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә әскәрлири тәрипидин шеһит қилинған айшәнур әзги әйгиниң җәсити әзәрбәйҗандин истанбулға елип келингәндин кейин, йәнә айропилан билән измирға йәрликкә қойуш үчүн әвәтилди.

исираилийә армийәси әйгиниң оқ тегиш сәвәбидин «өлгән болуши мумкинликини, буниңда қәстниң йоқлуқи» ни, әйгиға оқ чиқарған исираилийә әскириниң «башқа намайишчини қариға алмақчи болғанлиқи» ни илгири сүргән иди.

америка пирезиденти җо байдин 11-сентәбир (2024) исираилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгән әйгиға мунасивәтлик бир соалға: «буниң һадисә икәнлики көрүлүватиду, етлған оқ йәрдин чачрап униңға тегипту» дәп җаваб бәргән иди.

ақсарайниң бу һәқтики байанатидиму, әйгиниң өлүминиң «тирагедийәлик хаталиқниң ақивити» икәнлики қәйт қилинған иди.

әсли түркийәлик америка пуқраси болған 26 йашлиқ айшәнур әзги әйги 6-сентәбир ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики наблус шәһиригә қарашлиқ бәйта базирида өткүзүлгән исираилийәгә қарши намайишта, исираилийәлик мәргән тәрипидин етилған оқта җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر