фидан өзбекистанда

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан өзбекистанда зийарәттә болмақта.

2186424
фидан өзбекистанда

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан ички ишлар министири әли йәрликайа вә түркийә миллий истихбарат тәшкилатиниң рәиси ибраһим қалин билән бирликтә өзбекистанниң пайтәхти  ташкәнттә өзбекистан ташқи ишлар министири бәхтийар сәйдов билән көрүшти.

фидан учришишта, өзбекистанниң түркийә хәлқиниң иккинчи вәтини икәнликини тәкитләп мундақ деди:

«рәһбәрлиримизниң аримиздики һәмкарлиқни түзүмләштүрүш вә илгири сүрүштики ирадиси интайин қәтий. икки дөләт оттурисидики истратегийәлик һәмкарлиқни заманимизға лайиқ рәвиштә күчәйтиш вә түзүмләштүрүш түрк дунйаси үчүнму, һәр икки дөләт үчүнму наһайити зор әһмийәткә игә.»

6-айда әнқәрәдә өткүзүлгән түркийә-өзбекистан истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң 3  - нөвәтлик йиғининиң тарихий бурулуш нуқтиси һесаблинидиғанлиқини тәкитлигән фидан, икки дөләт рәһбәрлириниң түркийә-өзбекистан мунасивәтлири үчүн муһим қарарларни чиқарғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, бүгүн ички ишлар министири әли йәрликайа вә түркийә миллий истихбарат тәшкилатиниң рәиси ибраһим қалин билән бирликтә ташкәнттә муһим зийарәттә болғанлиқини, икки дөләт рәһбәрлириниң ийунда чиқарған қарарлирини әмәлийләштүрүш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر