әрдоған исраилийәниң ғәрбий қирғақтики вәһшийләрчә һәрикитини ләнәтлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәрбий қирғақтики ишғалийәткә қарши намайишқа «вәһшийләрчә арилишиш» ни ләнәтлигәнликини билдүрди.

2184358
әрдоған исраилийәниң ғәрбий қирғақтики вәһшийләрчә һәрикитини ләнәтлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә һесабидики йазмисида: «исраилийәниң ғәрбий қирғақтики ишғалийәткә қарши пуқраларниң намайишиға вәһшийләрчә арилишишини ләнәтләймән, һуҗумда һайатидин айрилған пуқрайимиз айшәнур әзги әйгигә аллаһтин рәһмәт тиләймән» деди.

әрдоған йазмисида: «түркийә болуш сүпитимиз билән исраилийәниң бир йилдин буйан давамлаштуриватқан, кичик бала, йашлар вә йашанғанлар дәп айримастин 41 миң инсанни қирғин қилған, бу ишғалийәт вә ирқий қирғинчилиқ сийаситиниң ахирилишиши үчүн шундақла  садир қилған инсанийәткә қарши җинайәтлириниң қанун алдида җавабкарлиққа тартилиши үчүн һәр бир мунбәрдә тиришчанлиқ көрситишни даамлаштуримиз» деди.

исраилийә әскәрлири ғәрбий қирғақтики хәлқниң ишғалийәткә қарши намайишида рәсмий оқ ишләткән болуп, америка пуқралиқиға игә айшәнур әзги әйги исимлик ​​бир түрк паалийәтчи  бешиға оқ тегип шеһит болған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر