сүрийәниң шималида 8 террорчи бир тәрәп қилинди
сүрийәниң шималидики «фират қалқани» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди:
«дөлитимизниң җәнубий қисмида террорлуқ каридори шәкилләндүрүлүшигә йол қоймидуқ, буниңдин кейинму қәтий йол қоймаймиз. қәһриман қисимлиримиз сүрийәниң шималидики ‹фират қалқини› һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 8 террорчини бир тәрәп қилди. зәрбә бериш һәрикәтлиримиз районда әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»
йәнә бир тәрәптин, түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики мәтина, зап, гара, хақурқ, қәндил вә асос районлирида йеқинқи 4 күн ичидә елип берилған һава һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 27 террорчи бир тәрәп қилинди.
дөләт мудапиә министирлиқиниң «қәһриман қисимлиримиз террорчиларниң увилирини битчит қилмақта» сәрләвһилик байанатида, мундақ дейилди:
«9-айниң 2-күни ирақниң шималидики мәтина, зап, гара, хақурқ, қәндил вә асос қатарлиқ районлардики террорлуқ нишанлириға қарши елип берилған һава һәрикәтлири давамида кәм дегәндә 20 террорчи бир тәрәп қилинди. буниңдин башқа йәнә, ирақниң шималидики хақурқ районида елип берилған һава һәрикити нәтиҗисидә йәнә 7 террорчи бир тәрәп қилинди. шуниң билән, йеқинқи 4 күн ичидә ирақниң шималида бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 27 гә йәтти.»