әрдоған әлийев билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән телефонда көрүшти.

2040345
әрдоған әлийев билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән телефонда көрүшкән. телефон сөһбитидә, әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевдин әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағда әрменийә қораллиқ күчлиригә қарши қозғиған вә уруш тохтитиш келишими нәтиҗисидә ахирлашқан терроризмға қарши күрәш һәрикити һәққидә мәлумат алған.

җумһур рәис әрдоған әлийевға түркийәниң әзәрбәйҗанни чин дилидин қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлигән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә билән әзәрбәйҗан ортақ көңүл бөлидиған районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму өзара пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر