әрдоған нйуйорктики түркийә өйидә һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлирини қобул қилди

җумһур рәис  рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши йиғиниға ишитрак қилиш үчүн барған америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики түрк өйидә һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлирини қобул қилди.

2040193
әрдоған нйуйорктики түркийә өйидә һәр қайси дөләтләрниң рәһбәрлирини қобул қилди
erdogan-micotakis turkevi.jpg
malezya enver ibrahim-erdogan turkevi.jpg
erdogan abd ybahudi toplumu.jpg
g.afrika matamala cyril ramaphosa.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис  рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши йиғиниға ишитрак қилиш үчүн барған америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиридики түрк өйидә гиретсийә баш министири мичотаксни  қобул қилди؛ учришишқа түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан вә гиретсийәлик мәнсәпдиши гиоргос герапетритисму қатнашти.

әрдоған билән мичотакс икки дөләт мунасивитидики нөвәттики иҗабий кәйпийатни сақлап қелиш ирадисини оттуриға қойди.

5 - сентәбир пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән ташқи ишлар министирлири йиғинида мақулланған мәсилиләрму рәһбәрләрниң күнтәртипидә иди؛ әрдоған билән мичотакс у йиғинда қарар қилинған икки дөләт алақисигә мунасивәтлик йол хәритиси вә вақит җәдвилини тәстиқлиди.

буниңға асасән, икки дөләтниң муавин ташқи ишлар министирлири йиғини өктәбирдә, ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғини 11 - айда өткүзүлиду.

7 - декабир гиретсийәниң сәланик шәһиридә түркийә - гиретсийә йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңиши йиғини өткүзүлиду.

икки рәһбәр түнүгүнки учришиши җәрйанида йәнә район вә хәлқараға алақидар мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурди.

көчмәнләр мәсилисиниң һәр икки дөләт үчүн ортақ қийинчилиқ икәнликини тонуп йәткән асаста һәрикәт қилиш тоғрисида келишим һасил қилинди.

әрдоған билән мичотакис ақ деңиз районидики тәбиий апәтләр вә килимат киризислири һәққидиму сөзләшти.

пуқраларни қоғдаш саһәсидики һәмкарлиқни муһим орунға қойуп күчәйтиш тоғрисида бирдәклик һасил қилинди.

җумһур рәис әрдоған мичотакс билән көрүшкәндин кейин, өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, бу учришишниң һәр икки дөләткә пайдилиқ болушини тилиди.

җумһур рәис әрдоған арқидин җәнубий африқа пирезиденти рамафоса билән көрүшүп, икки дөләтниң нөвәттики икки тәрәплик вә көп тәрәплик мәвҗут мунасивитини техиму мустәһкәмләш йолида ташлинидиған қәдәмләрни музакирә қилди.

учришиштин кейин, әрдоған «түркийә болуш сүпитимиз билән, африқа чоң қуруқлуқи билән болған йеқин һәмкарлиқимизни, шерикчиликимизни вә иттипақлиқимизни давамлаштуримиз» деди.

җумһур рәис әрдоған йәнә малайшийа баш министири әнвәр ибраһимни қобул қилди. учришишта, район вә дунйави мәсилиләр шундақла мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиққа қарап ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди.

җумһур рәис йәнә нйуйорктики түркөйидә америка йәһудийлар җамаити чоң тәшкилатлириниң вәкиллири биләнму көрүшти.

әрдоған түрк өйидики учришишлиридин кейин, америкадики түркийә пуқралири билән сөһбәтләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر