минситир гүләр әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағдики ғәлибисини тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири йашар гүләр әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәновға телефон қилип, әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағдики терроризмға қарши күришидә қолға кәлтүргән ғәлибисини тәбриклиди.

2040493
минситир гүләр әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағдики ғәлибисини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләрниң әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәновға телефон қилиип, қарабағдики террорчиларға зәрбә бериш һәрикитиниң ғәлибилик тамамланғанлиқини тәбриклигәнликини, түркийәниң һәр даимқиға охшашла бүгүнму әзәрбәйҗан билән бир сәптә туридиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, министир гүләр зәрбә бериш һәрикити җәрйанида шеһит болған әскәрләргә тәзийә билдүрди вә йариланған әскәрләрниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тилигән.

икки министир башқа мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر