мисирниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси тәйинләнди

мисир пирезиденти абдул фаттаһ әс сиси мисирниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилик вәзиписгә әмир әл һамамини тәйинлиди.

2015025
мисирниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси тәйинләнди

түркийә авази радйоси хәвири:  вәзипигә тәйинләш буйруқи пирезидент сисиниң имзаси билән рәсмий гезиттә елан қилинди.

әмир әл һамами икки дөләт оттурисидики дипломатик мунасивәт баш әлчи сәвийисәгә көтүрүлүштин илгири әнқәрәдә вакаләтчи болуп хизмәт қилмақта иди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәстиқлиған вә рәсмий гезиттә елан қилинған қарарнамә билән түркийәниң қаһирәдә турушлуқ баш әлчилик вәзиписигә салиһ мутлу шән тәйинләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر