йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси фәтһуллаһчиларға даир шәрмәндиләрчә доклатни тәстиқлиди

йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси бир әнглийәлик парламент әзаси тәййарлиған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (FETO) һәққидики шәрмәндиләрчә доклатни тәстиқлиди.

2004251
йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси фәтһуллаһчиларға даир шәрмәндиләрчә доклатни тәстиқлиди

түркийә авази радйоси хәвири:  бир әнглийәлик парламент әзаси тәййарлиған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати тоғрисидики доклатта, түркийәниң 2016-йили 15 - ийулдики хаин һәрбий өзгириш қозғашқа урунған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати (FETO) ға қарши күриши һуҗум нишани қилиниди вә фәтһуллаһчиларниң тезислиригә орун берилди.  

түркийә доклатқа кәскин рәддийә қайтурди.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз доклатниң тәстиқлинишиға қарита иҗтимаий алақә адресида наразилиқ билдүрүп: «йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисидә дөлитимизниң террорчи, һәрбий өзгириш қозғашқа урунғучиларға қарши күришини һуҗум нишани қилған бир әнглийәлик парламент әзаси тәййарлиған доклатиниң тәстиқланғанлиқини әйибләймән. йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң вәзиписи террорчи һәрбий  өзгириш қозғиғанларни  қанунлуқ салаһийәткә игә қилиш әмәс, бәлки демократик дөләтләргә күч бериштур» деди.

әдлийә министири йилмаз тунчму твиттердики байанатида, доклатниң тәстиқлинишиға қарита: «бу демократийәниң йүзигә чүшүрүлгән қара дағ» деди.

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәлик твиттерда һәмбәһирлигән байанатида: «кишилик һоқуқни қоллиши керәк болғанларниң террорчи һәрбий өзгириш қозғиғанларни қануний салаһиийәткә игә қилишқа урунған доклатқа имза қойуши номуссизлиқ һесаблиниду. фәтһуллачиларниң тезислири тизип қойулған бу доклаттики түркийәгә қаритилған барлиқ әйибләшләрни рәт қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر