хақан фидан димитро кулиба билән телефонлашти
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан украина ташқи ишлар министири димитро кулеба билән телефонлашти.
1997350

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи вақипландуруш учури тарқитип, украина ташқи ишлар министири кулибаниң министир фиданға телефон қилип, йеңи вәзиписини тәбриклигәнликини, һәмдә уни дөлитигә тәклип қилғанлиқини уқтурди.
көрситилишичә, икки министир телефон сөһбити җәрйанида йәнә, украинадики әң йеңи өзгиришләрниму муһакимә қилған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

украина ашлиқи парахот истанбул боғузидин өтти
украина ашлиқи бесилған тошуйдиған «қәйсәр африқа» намлиқ йүк парахоти истанбул боғузидин өтти.