фаһрәттин алтун қайтидин учур - алақә идарисиниң башлиқлиқиға тәйинләнди
рәсмий гезиттә елан қилинған қарарға асасланғанда, пирофессор доктор фаһрәттин алтун қайтидин түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң башлиқлиқиға тәйинләнди.

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун қарардин кейин өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқини билдүрди шундақла бирлик – баравәрликниң әһмийитини тәкитлиди.
алтун учурида: «мени қайтидин җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң башлиқлиқ вәзиписигә тәйинлигән җумһур рәисимиз һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүримән. у маңа җумһур рәислик мәһкимисиниң башлиқлиқ вәзиписини йәнә бир қетим һавалә қилди» дегән ибариләргә орун бәрди. җумһур рәисимизниң келәчәк тәсәввурини бойлап, түркийә әсирини ройапқа чиқириш нишанимиз үчүн һәммимиз бирликтә хизмәт қилимиз, һәқиқәт күришимизни давамлаштуримиз. аллаһ бирликимизни, баравәрликимизни давамлаштурсун» дегән ибариләргә орун бәрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

украина ашлиқи парахот истанбул боғузидин өтти
украина ашлиқи бесилған тошуйдиған «қәйсәр африқа» намлиқ йүк парахоти истанбул боғузидин өтти.