әрдоған украина пирезиденти зеленский билән көрүшти
түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған украинаниң херсон районида русларниң контроллуқидики каховка тосмисидики партлашқа тәшкиллинидиған хәлқаралиқ комитет үчүн, түркийәниң қолидиған келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқини билдүрди.

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған украина пирезиденти володимир зеленский билән телефонда көрүшти.
у көрүшүштә, каховка су тосмисидики партлашни тәкшүрүш үчүн бир хәлқаралиқ комитетниң тәшкиллиниши мумкинликини, түркийәниң комитет үчүн қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситишкә тәййар икәнликини билдүрди.
түнүгүн (2023-йили 6-ийун) украинаниң херсон районида русларниң контроллуқи астидики каховка тосмисиниң партлитилиши билән еғир бузғунчилиққа учриши сәвәбидин, динйепер дәрйасиниң су сәвийәси тез өрлигән иди. нәтиҗидә, йеңи каховка дәрйаси су астида қалған иди.
русийә даирилири аһалиләрни шәһәргә вә кәлкүнниң тәсиригә учриған голопристанский вә алески районлириға тарқақалаштурушни қарар қилған иди.
русийә билән украина вәқәдин кейин бир-бирини әйибләшни башливәткән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә армийәси сүрийәдә 12 террорчини бир тәрәп қилди
түркийә қораллиқ қисимлири сүрийәниң шималида 12 террорчини бир тәрәп қилди.