түркийә әскәрлири косовуға толуқ орунлишип болди
косовуда мәйданға кәлгән вәқәләрдин кейин, шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң тәлипигә асасән, түркийә армийәси тәрипидин запас командир – җәңчиләр баталийони косовуға толуқ йетип берип болди.
1996513

түркийә авази радийоси хәвири: косовудики нато тинчлиқ сақлаш қисимлири қармиқида запас қисим сүпитидә вәзипә өтәйдиған қирқларәлидики 65 - машинилашқан пийадә қисимлар қоманданлиқ мәркизидә турушлуқ бир баталийон түркийә әскириниң ахирқи түркүми, чорлудики һәрбий айродурумдин қозғилип, пириштинәдики хәлқара адәм йашари айродурумиға йетип барди.
түркийәниң пириштинәдә турушлуқ баш әлчиси сабри тунч ангили хәлқара адәм йашари айродурумиға берип, әскәрләрни қарши алди. әскәрләр айродурумдин султан мурат һәрбий райониға йөткәлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

украина ашлиқи парахот истанбул боғузидин өтти
украина ашлиқи бесилған тошуйдиған «қәйсәр африқа» намлиқ йүк парахоти истанбул боғузидин өтти.