чавушоғлу шивейтсийәни тегишлик қәдәмләрни ташлашқа чақирди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу шивейтсийәни шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш үчүн тегишлик қәдәмләрни ташлашқа чақирди.

1994320
чавушоғлу шивейтсийәни тегишлик қәдәмләрни ташлашқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу шивейтсийәни үч тәрәп келишим лайиһәсигә асасән мәҗбурийитини ада қилишқа вә терроризмға қарши күрәш мәсилисидә  конкрет қәдәмләрни ташлашқа чақирди.

чавушоғлу  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, шивейтсийә дипломатийә министири тобийас биллстромниң норвегийәниң пайтәхти ослода өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини тоғрисидики байанлириға җаваб бәрди.

министир чавушоғлу байанатида, мундақ деди: «шивейтсийәлик достлиримизға наһайити ениқ қилип шундақ чақириқта болимәнки, үч тәрәп келишим лайиһәсигә асасән мәҗбурийитиңларни ада қилиңлар вә терроризмға қарши күрәш мәсилисидә  конкрет қәдәмләрни ташлаңлар.»

шивейтсийә ташқи ишлар министири тобийас биллстром  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ  дегәниди: ««бүгүн (түнүгүн) ослода чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини әза дөләтләрниң шивейтсийәниң натоға әза болушини күчлүк қоллайдиғанлиқини көрситип бәрди. дәрвәқә, бу шивейтсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мәсилисидә түркийә билән венгирийәгә берилгән наһайити очуқ бир сигналдур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر