чавушоғлу иран вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид әннәһйан билән телефонлашти.

1993796
чавушоғлу иран вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлири билән көрүшти
Zayid Al Nahyan-Cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән телефонлашти.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, абдуллаһийанниң министир мәвлүт чавушоғлу билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қайта сайланғанлиқи вә парламент сайлимида утуқ қазанғанлиқини тәбриклигәнликини уқтурди.

байанатта, министир мәвлүт чавушоғлу билән министир абдуллаһийанниң икки тәрәплик мунасивәтләр һәққидиму пикир алмаштурулғанлиқи әскәртилди.

чавушоғлу йәнә, әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид әннәһйан биләнму телефонлашти.

министир шәйх абдуллаһму җумһур рәис әрдоғанниң қайта сайланғанлиқи вә парламент сайлимида қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләрни тәбриклиди.

сөһбәт җәрйанида, икки тәрәплик мунасивәтләрму музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر