28-майдики җумһур рәислик сайлиминиң рәсмий нәтиҗиси елан қилинди
сайлам алий комитетиниң рәиси әһмәт йәнәр җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиға мунасивәтлик ахирқи рәсмий нәтиҗини елан қилди.
1994050

түркийә авази радийоси хәвири: әһмәт йәнәр җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиниң ахирқи рәсмий нәтиҗисигә асасән, рәҗәп таййип әрдоғанниң %52.18 авазға вә кәмал киличдароғлуниң %47.82 авазға еришкәнликини елан қилди.
сайлам алий комитетиниң рәиси әһмәт йәнәр 28-майда өткүзүлгән җумһур рәислик сайлиминиң ахирқи нәтиҗисиниң елан қилиниши үчүн рәсмий гезиткә әвәткәнликини билдүрди.