йүздин артуқ дөләт җумһур рәис әрдоғанниң қайта сайланғанлиқини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һазирғичә 19 дөләттин тәбрик телефони тапшурувалди, 100 дин артуқ дөләт вә хәлқаралиқ тәшкилатниң рәһбири телеграмма тарқитип, әрдоғанниң қайтидин җумһур рәис болуп сайланғанлиқини тәбриклиди.

1992709
йүздин артуқ дөләт җумһур рәис әрдоғанниң қайта сайланғанлиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин  алтун өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, дунйа рәһбәрлириниң җумһур рәис әрдоғанниң сайламдики мувәппәқийитини тәбрикләшни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

әзәрбәйҗан, өзбекистан, түркмәнистан, қазақистан, америка қошма иштатлири, русийә, украина, әнглийә, германийә, фирансийә, голландийә, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир, пәләстин, исраилийә, ливийә, гивинейә биссав, пакистан қатарлиқ дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң җумһур рәис әрдоғанға биваситә телефон қилип тәбриклирини йәткүзгәнликини билдүргән алтун байанатида: «җумһур рәисимиз һазирғичә 19 дөләттин тәбрик телефони қобул қилди. буниңдин башқа, 100 дин артуқ дөләт вә хәлқара тәшкилатниң рәһбири йазма һаләттә һөрмәтлик җумһур рәисимизниң қайта сайланғанлиқини тәбриклиди. һөрмәтлик җумһур рәисимиз рәһбәр дипломатийәмизниң пурсәтлиридин икки тәрәплик мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдуруш, район вә хәлқаралиқ сақлиниватқан мәсилиләргә чарә тепиш, тинчлиқ вә муқимлиққа төһпә қошуш қатарлиқ җәһәтләрдә пайдилинишни йеңи дәврдиму давамлаштуриду» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر