байдин билән путин әрдоғанға телефон қилип қайта сайланғанлиқини тәбриклиди

америка пирезиденти җо байдин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, қайтидин җумһур рәисликкә сайланғанлиқини тәбриклиди.

1992666
байдин билән путин әрдоғанға телефон қилип қайта сайланғанлиқини тәбриклиди
erdogan-putin.jpg
biden-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, америка пирезиденти байдин телефон сөһбити җәрйанида, җумһур рәис әрдоғанниң сайламдики утуқини тәбриклигән вә нәтиҗиниң түркийә хәлқи үчүн хәйрилик болушини тилигән.

районлуқ вә дунйави хирислар алдида түркийә- америка мунасивитиниң барғансери муһим орунни игәлләватқанлиқини әскәрткән икки рәһбәр, йеңи дәврдә икки дөләт оттурисидики барлиқ мәсилиләрдә һәмкарлиқни илгири сүрүш тоғрисида бирдәклик һасил қилған.

ақсарай тәрипидин елан қилинған бу һәқтики йазма байанаттиму, икки рәһбәрниң түркийә билән америка оттурисидики «һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш үчүн йеқин шерикләр» сүпитидә һәмкарлишишни давамлаштурушни халайдиғанлиқлирини билдүргәнлики қәйт қилинди.

телефон сөһбити җәрйанида йәнә, 11-12 – ийул күнлири литванийә пайтәхти вилнйуста өткүзүлидиған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғинида музакирә қилинидиған «атлантик окйандин һалқиған бихәтәрликни күчәйтишни өз ичигә алған район вә дунйави мәсилиләрни һәл қилишқа тәййар туруш мәсилиси» ниңму тилға елип өтүлгәнлики тәкитләнди.

русийә пирезиденти владимир путинму җумһур рәис әрдоғанға телефон қилип, сайламдики утуқлирини тәбриклигән вә сайлам нәтиҗисиниң түркийә хәлқи үчүн хәйрилик болушини тилигән.

икки рәһбәр буниңдин кейинму түркийә- русийә мунасивити вә район мәсилисидики һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдурушни қарар қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر