түркийәниң хартумдики әлчиханиси хадимлири тарқақлаштурулди

судандики тоқунушларниң оттурисида қалған түркийә әлчиханиси бүгүн әтигәндә тарқақлаштурулди؛ хизмәтчи хадимлар әлчихана туралғусиға йөткәлди.

1984411
түркийәниң хартумдики әлчиханиси хадимлири тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу анталйада байанат берип: «судан игилик һоқуқ кеңиши рәиси, судан армийәси қомандани генерал абдулфәттаһ әл бурһан вә армийәниң һәмдәм болуши нәтиҗисидә әлчиханимиз хизмәтчилирини, болупму аманлиқ сақлиғучиларни әлчиханимиздин чиқардуқ. чүнки кочиларда тоқунуш бар. аллаһ һечқандақ дөләтни бу әһвалға қоймисун» деди.

чавушоғлу сөзини давамлаштуруп: «әгәр биз ливийәдики мувазинәтни өзгәртмигән болсақ, траблус кочилириму бүгүн мушундақ болатти. биз бу урушни тохтитиш үчүнму тиришчанлиқ көрситиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر