т р т ниң хәлқаралиқ диҗитал мунбири «Tabii» (әлвәттә!) тамашибинлар билән йүз көрүшти

түркийә радийо-телевизийә идарисиниң хәлқаралиқ диҗитал мунбири «Tabii» (әлвәттә!) узун тәййарлиқ басқучлиридин кейин, тамашибинлар билән йүз көрүшти.

1983666
т р т ниң хәлқаралиқ диҗитал мунбири «Tabii» (әлвәттә!) тамашибинлар билән йүз көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири:  «Tabii» мунбири җиддий һәрикәтлик филимләрдин комедийә, тарихий драма вә картон филимлиригичә көп хил мәзмунлуқ филимләрни өз ичигә алиду.

«бизни немә бирләштүрди?» дегән шоарбилән йолға чиққан «Tabii»мунбири түркийәниң һекайилирини вә садалирини пүтүн дунйаға аңлитишни мәқсәт қилиду.

«Tabii» мунбириниң йумшақ детал вә техникилиқ ул- әслиһәлири пүтүнләй түркийәлик инженерлардин тәркиб тапқан т р т гурупписи тәрипидин тәййарланди.

«Tabii» мунбири дәсләптә 25 дөләттә вә бәш хил тилда тарқитилиду, авазлиқ таллаш арқилиқ инглизчә, испанчә, әрәбчә вә ордучә тарқитиш бериду.

бу мунбәрни зийарәт қилиш, әқлий иқтидарлиқ телефон, тахта компйутер, телевизор вә нормал компйутер қатарлиқ нурғун охшимиған әслиһиләр билән мумкин болиду.  

т р т хәлқара диҗитал  мунбири «Tabii» ни «www.tabii.com» адресидин көргили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر