шәнтоп сербийәгә тәзийә билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтоп сербийәниң белград шәһиридики бир башланғуч мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда җенидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.

1982438
шәнтоп сербийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, сербийәниң пайтәхти белград шәһиридики бир башланғуч мәктәп нишан қилинған қораллиқ һуҗумда адәм өлүш әһвали көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқини қәйт қилди.

у сербийә җумһурийити дөләт мәҗлисиниң рәиси владимир орликқа тәзийә билдүрүп мундақ деди: «дост дөләт сербийә хәлқиниң азаб – оқубәтлирини чин дилимдин ортақлишимән. қораллиқ һуҗумда җенидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, балилиридин айрилип қалған аилиләргә тәзийә билдүримән, йариланғанларға шипалиқ тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر