чавушоғлу судан тез йардәм бериш күчлириниң қомандани билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дипломатийә министири мәвлут чавушоғлу судан тез йардәм бериш күчлириниң қомандани муһәммәд һәмдан дагалу билән билән телефонда көрүшти.

1980882
чавушоғлу судан тез йардәм бериш күчлириниң қомандани билән телефонлашти
sudan tahliyeler.jpg
cavusoglu telefon.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу судан тез йардәм бериш күчлириниң қомандани муһәммәд һәмдан дагалу билән билән телефонда көрүшкән.

телефон сөһбитидә, судандики түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш җәрйаниға мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилинған.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта болса, түркийә пуқралирини тарқақлаштурушқа кәткән вә бу җәрйанда оқ тәгкән айропиланниму өз ичигә алған  «C-130» типлиқ икки айропиланниң судандин бихәтәр һалда айрилғанлиқи билдүрүлгән.

байанатта тәкитлинишичә, дөләт мудапиә министирлиқиға тәвә «A400M» типлиқ йәнә бир тарқақлаштуруш айропилани судан портидин йолға чиқип, 101 адәмни елип, түнүгүн саәт 19.00 да истанбул айродурумиға қонған.

суданниң пайтәхти хартум вә башқа шәһәрләрдә 15 – апрел күни таң сәһәрдә судан армийәси билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида қораллиқ тоқунушлар башланғаниди.

судан армийәси билән тез йардәм бериш күчлири оттурисидики «тез йардәм бериш күчлириниң армийәгә толуқ дахил болуши» нишан қилинған һәрбий бихәтәрлик ислаһати пилани мәсилисидики ихтилап йеқинқи бир нәччә ай ичидә қаттиқ тоқунушларға айлинип кәткәниди.

 

судан сәһийә министирлиқи судан армийәси билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида 15-апрел күни башланған тоқунушларда 512 кишиниң қаза қилғанлиқини, 4193 кишиниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.

тоқунушлар сәвәбидин, түркийә, америка қошма иштатлири, хитай, русийә, әнгилийә, фирансийә вә сәуди әрәбистанни өз ичигә алған 50 нәччә дөләт пуқралирини қуруқлуқтин ефийопийә вә мисир арқилиқ, деңиздин судан порти арқилиқ, һәмдә һава йоллири арқилиқ давамлиқ тарқақлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر