росатом: бизни йуқумлуқ кесәлликләр йаки сийасий бесимлар тосувалалмиди

русийә дөләтлик атом енергийәси идариси-рос атом (ROSATOM) ниң баш мудири алексий лихачев (AlexeyLikhachev): «дунйадики әң чоң йадро қурулуш лайиһәсиниң мувәппәқийити, йуқумлуқ кесәлликләр йаки ташқи сийасий бесимлар билән тосувелиналмиди» деди.

1980542
росатом: бизни йуқумлуқ кесәлликләр йаки сийасий бесимлар тосувалалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләтлик атом енергийәси идарисиниң баш мудири алексий лихачев түнүгүн (27-апрел) җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә русийә пирезиднти владимир путин син шәклидә қатнашқан аққуйу йадро елктр истансисиға тунҗи йадро йеқилғу  кәлтүрүш мурасимида, йадро енергийәси саһәсидә түркийә-русийә һәмкарлиқиниң тәрәққийатида муһим бир күн болғанлиқини ейтти.

у: «қийинчилиқларға қаримай бүгүнләргә қарап қәтийлик билән илгириләватимиз. дунйадики әң чоң йадро қурулуш лайиһәсиниң мувәппәқийити, йуқумлуқ кесәлликләр йаки ташқи сийасий бесимлар билән тосувелиналмиди. бу мувәппәқийәт пат-пат оттуриға чиққан мәсилиләрни маһирлиқ билән һәл қилишимизға йардәм қилған икки дөләтниң рәһбиригә тәәллуқ» деди.

у түркийәниң тунҗи йадро електр истансиси қурулушиниң һәқиқий мәнидә ортақ лайиһәгә айланғанлиқини әскәртип, сөзини төвәндикидәк давамлаштурди:

«лайиһәгә 400 дин артуқ түркийә ширкити қатнашти. һазирниң өзидә түркийәниң йадро санаити топи барлиқини ейталаймиз. топланған һәмкарлиқ тәҗрибиси, бу йадро санаити топиниң йошурун күчини башқа лайиһәләрдиму ишқа ашурушимизни капаләткә игә қилиду. сиҗил тәрәққийат пиринсипиға асасән, биз һәмишә өзимиз паалийәт қилидиған районларда актип болимиз. силифкә йадро кампусиниң қурулуши, һазир бизниң мәрсиндики асаслиқ иҗтимаий лайиһәмиз һесаблиниду. у йеңи туралғулар, бир меһманхана, бир мәктәп вә бир йәсли қатарлиқларни өз ичигә алиду. йәрлик ширкәтләрниң диққитиниму җәлп қилидиған бу кампус, шәһәр турмушиниң тәрәққийатиға йеңи һәрикәтләндүргүч күч ата қилиду. тәхминән 300 дин артуқ түрк оқуғучилар русийә универстетлирида йадро кәспий бойичә оқуватиду.»

у ахирида, түркийәдә қурулған йадро електр истансисиниң өмриниң 100 йилдин төвән болмайдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر