баш әлчи өнал б д т хәвпсизлик кеңишиниң рәт қилиш һоқуқини тәнқид қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишиниң рәт қилиш һоқуқиға алақидар дәталашлар давамлашмақта.

1979939
баш әлчи өнал б д т хәвпсизлик кеңишиниң рәт қилиш һоқуқини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили баш әлчи сәдат өнал, рәт қилиш һоқуқини ишқа селишниң һәрикәткә өтүшниң алдини елип, киризисләрниң давамлишишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини оттуриға қойди.

баш әлчи сәдат өнал бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң «рәт қилиш һоқуқидин пайдилиниш» темилиқ йиғинидики сөзидә, хәвпсизлик кеңишиниң барлиқ әза дөләтләргә вакалитән һәрикәт қиливатқанлиқини, қануний салаһийитини б д т әзалиридин алғанлиқини тәкитләп: «нурғун әһвалларда биз б д т хәвпсизлик кеңишиниң мәсулийити орундийалмиғанлиқини вә һоқуқини ишқа салалмиғанлиқини көрүватимиз» деди.

баш әлчи сәдат өнал сөзини давамлаштуруп, сақлиниватқан бу мәсилиниң негизидә даимий әзаларниң рәт қилиш һоқуқидин пайдилинишиниң йатидиғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

у тәкитләп, нурғун әһвалларда рәт қилиш һоқуқидин пайдилинишниң киризисләрниң давамлишиши вә инсаний бәдәлниң еғирлап кетишини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر