түркийәниң балилар нопуси йавропаниңкидин хелила йуқири

өткән йили (2022) ниң ахириғичә 22 милйон 578 миң 378 дәп бекитилгән түркийәниң балилар нопуси, дөләт нопусиниң %26.5 ни тәшкил қилди.

1976452
түркийәниң балилар нопуси йавропаниңкидин хелила йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси 2022-йилдики балилар истатистика рәқәмлирини елан қилди.

адресни асас қилған нопус тизимлаш системисиниң нәтиҗисигә қариғанда, 2022-йилиниң ахириғичә түркийәниң нопуси 85 милйон 279 миң 553 болуп, буниң 22 милйон 578 миң 378 и бала.

балилар нопусиниң %51.3 и оғуллар, %48.7 и қизлар.

йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң балилар нопуси анализ қилинғанда, йавропа иттипақиниң 2022-йилдики балилар нопусиниң оттуричә нисбити %18.1 болған.

йавропа иттипақиға әза дөләтләр ичидә, балилар нопуси әң көп дөләтләрдин иреландийәдә %23.6, фирансийәдә %21.3, шиветсийәдә %21 икән.

балилар нопуси әң төвән дөләтләрдин тәртипи билән италийәдә %15.6, португалийәдә %15.8, малтада %15.9 икән.

түркийәниң балилар нопусиниң нисбити %26.5 икәнлики вә йавропа иттипақиға әза дөләтләрниңкидин йуқири икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر