әрдоған килистә йәр тәврәшниң тәсиригә учриған 11 шәһәргә селинидиған қурулушлар һәққидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған килис билән  бирликтә йәр тәврәшниң тәсиригә учриған 11 шәһәрдә 650 миң өй салидиғанлиқини ейтти.

1968281
әрдоған килистә йәр тәврәшниң тәсиригә учриған 11 шәһәргә селинидиған қурулушлар һәққидә тохталди

түркийә авази радйоси хәвири: әрдоған түнүгүн килистики байанатида  1643 апәт өйи вә 2628 йеза өйи салидиғанлиқини әскәртип, «шәһиримиздә селинидиған туралғуларниң омумий сани 4271 гә йетиду. бүгүн булардин 649 өйниң улини салдуқ , 486 йеза өйимизни һөддигә бәрдуқ. шундақ қилип, апәт районида җәмий 67 миң 50 туралғу вә йеза өйиниң қурулуши башланған болди» деди.

әрдоған һәр бир күн вә саәттә қалдуқлар тазилинип, қурулушларниң башлинишиға әгишип ,үмидләрниң қайтидин бихлиниватқанлиқини билдүрүп,  «биз хизмәтлиримизни шәһәрләрниң нопус, җәмийәт қурулмиси, тарих , сәнәт, мәдәнийәт, санаәт вә бинакарлиқ қурулмисини қоғдайдиған чүшәнчә билән елип бармақтимиз. болупму бу җәрйанда биз горизонтал бинакарлиқ принсипимиздин  һәргиз ваз кәчмидуқ вә ваз кәчмәймиз. туралғулиримиз чоқум 3 йаки 4 қәвәттин ешип кәтмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر