әрдоған: җәмий 650 миң йеңи өйни йәр тәврәшкә учриғанларға тәқдим қилимиз
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бир йил ичидә пүтидиған 319 миң өйни қошқанда, җәмий 650 миң йеңи өй селип, йәр тәврәшкә учриған вәтәндашларға тәқдим қилидиғанлиқини ейтти.

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис әрдоған нуртеғидики ғазиантәп-килис йәр тәврәш райони туралғу биналириға ул селиш мурасимида нутуқ сөзлиди.
әрдоған: «биз бу йил рамизан ейиға 6-февралдики йәр тәврәшниң қайғу-һәсрәтлири билән қәдәм қойдуқ , йәр тәврәш нуртеғи билән бирликтә 11 вилайәтниң нурғун районлирида еғир бузғунчилиқ вә һайатидин айрилишларни кәлтүрүп чиқарди. аридин тәхминән 1.5 ай өткәндин кейин, биз барлиқ җиддий хизмәтләрдә муһим бир басқучқа кәлдуқ. қалдуқларниң йеримини дегүдәк тазилап болдуқ» деди.
әрдоған йәр тәврәштин кейин дәрһалла узун муддәтлик туралғу қурулушлириниң башланғанлиқини тәкитләп, «бизниң мәқситимиз бир йил ичидә пүтидиған 319 миң өйни қошқанда, җәмий 650 миң йеңи өй селип, йәр тәврәшкә учриған вәтәндашларға тәқдим қилиштур» деди.
җумһур рәис әрдоған түркийәниң дөләтлик хәтәр қалқини модели билән шәһәрләрни әң қисқа вақит ичидә, йәр тәврәш, кәлкүн, тағ гүмүрүлүп чүшүш, от апити қатарлиқ башқа барлиқ хәтәрләргә чедамчан, бихәтәр, хатирҗәм һалға кәлтүрүштә қәтий ирадигә игә икәнликини ейтти.