хулуси ақар данийәдики қуран кәрим вә түркийә байриқиға һуҗум қилиш вәқәсини қаттиқ әйиблиди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар түнүгүн хатайда байанат елан қилип, данийәдики инсанийәткә хилап җинайәтни әйиблиди.

1968324
хулуси ақар данийәдики қуран кәрим вә түркийә байриқиға һуҗум қилиш вәқәсини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар данийәдики қуран кәрим вә түркийә байриқиға һуҗум қилиш вәқәси үстидә тохтилип, «йеқинда йавропада күчәйгән бу дүшмәнләрчә, вәһшийләрчә иддийә вә һәрикәтләр демократик қиммәт қарашларни шундақла кәң қорсақлиқ вә тәң мәвҗут болуш мәдәнийитини вәйран қилди» деди.

хулуси ақар түнүгүн хатайда елан қилған байанатида йәнә мундақ деди:

«биз бу һакавур вә пәскәш һуҗумни қилған, инсан қелипидин чиққан, нәпрәт вә өчмәнлик билән алҗиған мәхлуқатларни қаттиқ әйибләймиз. биз бу қилмишларға һессиз, садасиз туривелип, бу ипласларға көз йумған, уларға җаза бәрмәй, уларни гойа җинайәт өткүзүшкә риғбәтләндүргәнләрниму җинайәт шерики дәп елан қилимиз вә әйибләймиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر