т р т африқа қанили рәсмий тарқитишни башлиди

түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т африқа қитәсидики һекайиләрни төт хил тилда (суһали , инглизчә , хавса вә фирансузчә) йәткүзүш мәқситидә, йеңи рәқәмлик хәвәр суписи-т р т африқа қанили (TRT Afrika) ни ишқа кириштүрди.

1968230
т р т африқа қанили рәсмий тарқитишни башлиди
fahrettin altun.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: т р т африқа қанили т р т билән африқа ахбарат бирләшмиси истанбулда уйуштурған «биринчи тарқитиш йиғини» ниң иккинчи күни, йәни бүгүн (җүмә) биваситә тарқитишни башлиди. үч күн пиланланған т р т африқа қанили башлиқлар йиғини 30-март башланди.

т р т ниң бир тәрәп вә һәммигә қучақ ачқан хәвәрчилик нишанлириға уйғун һалда көрүрмәнлиригә африқа һәққидә башқичә көз қараш сунидиған т р т африқа қанилида, қитә үчүн муһим дунйави һекайиләр, тәңпуң учурлар, мол вә әң йеңи һекайиләр тамашибинлар билән йүз көрүшиду.

бу қанал йәнә, дийаспорадики африқа вә африқалиқларниң һекайилирини һәмбәһирләп, уларниң йадролуқ қиммәт қаришини өзгичә йуғуруп, уларни дунйадики вәқәләрниң мәркизигә қойиду.

қитәдики охшимиған 15 дөләттин кәлгән хадимлири бар т р т африқа қанилиниң рәқәмлик нишани, африқа көрүрмәнлири үчүн муһим һекайиләргә орун аҗритиш, иҗтимаий таратқулар арқилиқ дунйадики тәрәққийатларни йеқиндин көзитидиған йашларға йуқири сүпәтлик мәзмунларни барлиққа кәлтүрүш вә бу арқилиқ қитәдики ишәнчлик хәвәр мәнбәсигә айлиниш.

пәйшәнбә күни (30-март) өткүзүлгән т р т африқа қанили башлиқлар йиғининиң ечилиш нутуқлирини җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун, т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи вә африқа ахбарат бирләшмисиниң пишқәдәм башлиқи грегори нджака сөзлиди.

йиғинниң биринчи күни, йәни пәйшәнбә күни африқа ахбарат бирләшмисиниң вәкиллири «имканийәтлик сиҗил келәчәккә қарап: аммиви тарқитиш хизмитини қайтидин шәкилләндүрүш» темиси астида бир йәргә җәм болди.

16 африқа дөлитидин кәлгән 23 журналистқа «вухән вируси йуқуми мәзгилидә таратқуниң өзгириши», «журналистлиқниң өзгиришигә технологийәниң қошқан төһписи», «ғәрб милләтлири усулиға қарши пайдилинидиған қораллар» дегән темиларда дәрс өтүлди.

җүмә күни чүштин кейин өткүзүлидиған йиғинларда «аммиви хизмәт таратқу әйникидә түркийә-африқа мунасивәтлири: ортақ қараш вә кәлгүсиниң қийинчилиқлири», «тәрәққий қиливатқан технологийәләр вә йеңи таратқулар дәвридә, аммиви тарқитиш хизмитиниң кәлгүси: африқа вә түркийә аммиви таратқулар рәқәмлик дәврдә қандақ қилип әң йеңи һаләттә туралайду?» вә «йәр шари хәвәрлириниң өзгириш йүзлиниши: техиму адил дунйа үчүн ортақ нишан астида африқа һекайилирини чүшиниш» дегән темилар музакирә қилинди.

башлиқлар йиғини «африқа тәсәввурини йеңи нишан билән чүшәндүрүш» темисидики йиғинлар билән давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر