җумһур рәис намзатлириниң тизимлики рәсмий гезиттә
алий сайлам кеңишиниң җумһур рәис намзатлириниң тизимлики тоғрисидики қарари рәсмий гезиттә елан қилинди.
1967906

түркийә авази радийоси хәвири: елипбә тәртипи бойичә, кәмал қиличдароғлу, муһәррәм инҗә, рәҗәп таййип әрдоған вә синан оған намзатлиқ салаһийитигә еришти.
алий сайлам кеңишиниң қарарида, 28-март рәсмий гезиттә елан қилинған җумһур рәислик сайлими мувәққәт җумһур рәис намзатлири тизимликигә билдүрүлгән етиразларниң қарап чиқилиш нәтиҗисидә рәт қилинғанлиқи әскәртилди.
җумһур рәислик вә 28-нөвәтлик парламент әзалири омумий сайлими 2023-йили 14 – май йәкшәнбә күни өткүзүлиду.
җумһур рәислик сайлими иккинчи басқучқа қалған тәқдирдә, иккинчи басқучлуқ сайлам 2023-йили 28-май йәкшәнбә күни өткүзүлиду.
игилинишичә, җумһур рәис намзатлириниң сайлиниш үчүн мутләқ көп сандики күчкә игә беләткә (кәм дегәндә% 50 + 1 беләт) еришиши шәрт икән.