әрдоған аббас вә теббун билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас вә алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид теббун билән айрим - айрим һалда телефонлашти.

1966546
әрдоған аббас вә теббун  билән телефонлашти
Cumhurbaşkanı Erdoğan - Cezayir Cumhurbaşkanı Tebbun.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас билән телефонлашти.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасниң телефонлишип,  бир – бириниң рамизан ейини тәбриклигәнликини, телефон сөһбити җәрйанида, әрдоғанниң пәләстинниң йәр тәврәшләрдин кейин намайан қилған һәмкарлиқ роһиға миннәтдарлиқ билдүрүп, түркийәниң пәләстинни һәр җәһәттин қоллашни давамлаштуридиғанлиқини ейтқанлиқини уқтурди.

җумһур рәис әрдоған йәнә алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид теббун биләнму телефон сөһбити өткүзди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, телефон сөһбитидә түркийә- алҗирийә мунасивитини йахшилашниң қәдәм басқучлири вә районға алақидар өзгиришләр музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәт җәрйанида, алҗирийәниң түркийәдики йәр тәврәшләрдин кейин намайан қилған һәмкарлиқ роһи вә қилған йардәмлири үчүн рәһмәт ейтқан.

рәһбәрләр өзара бир – бирлириниң рамизан ейини тәбриклигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر