чавушоғлу гвинийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә гвинийә ташқи ишлар министири моррисанда койате билән көрүшти.

1966134
чавушоғлу гвинийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә гвинийә ташқи ишлар қошумчә хәлқара һәмкарлиқ, африқа билән бир гәвдилишиш вә чәт әлдики гвинийәликләр министири моррисанда койате билән көрүшти.

министир чавушоғлу тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, 6-февралдики қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшләрдин кейин, гвинийә хәлқи вә өзлириниң һәмкарлиқ роһини намайан қилиш үчүн түркийәгә кәлгән мәнсәпдиши койатеға рәһмәт ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر