әрдоған апәт районини зийарәт қилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (27-март) адийаманда йеңи апәт туралғулири қурулушлирини ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнишиду.

1965604
әрдоған апәт районини зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири : йеңи апәт туралғулирини бәрпа қилиш пилани даирисидә қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәш апитидә еғир талапәткә учриған 11 вилайәттә бирла вақитта 46 миң 327 апәт туралғулири вә йеза өйлирини бәрпа қилиш хизмити басқучи башланди.

23- мартқичә җумһур рәис әрдоған қатнашқан мурасим арқилиқ 17 миң 902 туралғуниң ули селинди.

әрдоған бүгүнму адийаманда «йеңи апәт туралғулири қурулушлирини ишқа кириштүрүш» мурасимиға қатнишиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мурасимдин кейин, адийамандики чедир шәһирини зийарәт қилиду вә бу йәрдә йәр тәврәш апитидә талапәткә учриғанлар билән бирликтә иптар қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر