ақар шойгу билән телефонлишип, ашлиқ каридори келишими вә сүрийәниң шимали тоғрисида сөзләшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар русийә федератсийәси мудапиә министири сергей шойгу билән телефонлашти.

1963826
ақар шойгу билән телефонлишип, ашлиқ каридори келишими вә сүрийәниң шимали тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министир ақар билән министир шойгуниң телефон сөһбити өткүзүп, украина мәсилиси, ашлиқ каридори келишими вә сүрийәниң шималиға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

сөһбәт җәрйанида, дунйа ашлиқ киризисиниң һәл қилинишиға зор төһпә қошқан ашлиқ йөткәш келишиминиң муддитини узартиш мусапсиидики һәмкарлиқтин хушаллиқ һес қилинғанлиқини билдүргән министир ақар, ашлиқ йөткәшни үзлүксиз давамлаштурушниң муһимлиқини тәкитләп өтти.

у түркийәниң районниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш вә инсанпәрвәрлик йардәмләр мәсилисидә бүгүнгичә давамлаштуруп кәлгән сийасәтлирини буниңдин кейинму давамлаштуруп, үстигә чүшкән мәсулийәтни ада қилидиғанлиқини алаһидә әскәртти.

министир ақар сүрийәниң шимали тоғрисида тохтилип, түркийәниң бирдинбир мәқситиниң чеграси вә пуқралириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш вә техиму еғир тирагедийәләрниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн, террорчиларға қарши туруштин ибарәт икәнликини ейтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң рәһбәрликидә башланған сөһбәтләрниң район вә сүрийәдә тинчлиқ, муқимлиқ орнитиш тиришчанлиқиға көрүнәрлик төһпиләрни қошидиғанлиқиға ишарәт қилған министир ақар, буниң давамлишишиниң наһайити муһимлиқини оттуриға қойди.

у йәнә, русийә федератсийәсиниң 6 – февралдики қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшләрдин кейин қилған йардими вә намайан қилған һәмкарлиқ роһиға миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر