әрдоған һерзог билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә пирезиденти исһақ һерзог билән телефонлашти.

1963025
әрдоған һерзог билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент һерзогниң түнүгүн телефонлишип, түркийә-исраилийә мунасивити тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

телефон сөһбити җәрйанида, исраилийә пирезиденти һерзогниң җумһур рәис әрдоғанниң рамизан ейини тәбриклигәнлики, әрдоғанниңму йәһудийларниң апрел ейида қутлинидиған пасха байримини тәбриклигәнлики қәйт қилинди.

исраилийәниң йәр тәврәш апити җәрйанида намайан қилған һәмкарлиқ роһиға миннәтдарлиқ билдүргән әрдоған, икки дөләт мунасивитини күчәйтиш ирадисини тилға елип өтти.

рамизан йеқинлишиватқан мушу күнләрдә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики һуҗумларниң күнсери күчийишидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүргән әрдоған, мәсҗиди әқсаниң тарихий орни вә мәнивийити салаһийитигә қарши иғвагәрчилик вә тәһдитләргә йол қоймаслиқниң моһимлиқини тәкитлиди.

әрдоған йәнә һерзогниң тиничлиқни вә бурунқи һаләтни қоғдаш йолида көрсәткән тиришчанлиқиға рәһмәт ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر