чавушоғлу сириланка, замбийә, уругвай вә һиндистан баш әлчилирини қобул қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәдә вәзипә өтәшни башлиған сириланка, замбийә, уругвай вә һиндистан баш әлчилиригә утуқ тилиди.

1963040
чавушоғлу сириланка, замбийә, уругвай вә һиндистан баш әлчилирини қобул қилди
uruguay ankara elcisi hugo cayrus.jpg
hindistan elcisi Virander Paul.jpg
zambiya ankara elcisi william maipambe sikazwe.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу әнқәрәдики түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи бинасида түркийәдә вәзипә өтәшни башлиған сириланка баш әлчиси саранйа һасанти уругодаватте дисанайаке, замбийә баш әлчиси вилйам майпамбе сиказве, уругвай баш әлчиси хуго кайрос вә һиндистан баш әлчиси вирандер паул қатарлиқларни айрим - айрим һалда қобул қилди.

чавушоғлу иҗтимаий таратқу суписидики адресида учур һәмбәһриләп: «мән дөлитимиздә вәзипә өтәшкә башлиған сириланка, замбийә, уругвай вә һиндистанниң баш әлчилиригә утуқ тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر