чавушоғлу: хәлқара җәмийәтниң вәдилири түркийәгә нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә
чавушоғлу хәлқара ианә қилғучилар йиғинида берилгән вәдиләрниң түркийәниң апәт районлирини қайта қуруш паалийәтлиригә наһайити зор төһпиләрни қошидиғанлиқини билдүрди.

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 6 – феврал күни қаһраманмарашни мәркәз қилған түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апәтлиридин кейин, хәлқара ианә қилғучилар йиғинида берилгән вәдиләрниң түркийәниң апәт районлирини қайта қуруш паалийәтлиригә наһайити зор төһпиләрни қошидиғанлиқини билдүрди.
чавушоғлу белгийәниң пайтәхти бирйусселда түркийә вә сүрийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апәтлиридә талапәткә учриғанлар үчүн чақирилған хәлқара ианә қилғучилар йиғинидин кейин байанат елан қилди.
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бу қетимқи йиғинниң чақирилишида башламчилиқ роли ойниған йавропа иттипақи комитети вә шиветсийәгә, һәмдә бу қетимқи йиғинни қоллиған барлиқ дөләтләргә миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди: «хәлқара ианә қилғучилар йиғиниға 65 дөләт, 26 хәлқаралиқ тәшкилат вә пул-муамилә аппаратлири қатнашти.»
«йиғинда һазирға қәдәр берилгән йардәмләрниң сиртида, дөлитимиз үчүн 6 милйард доллардин артуқ йардәм қилиш тоғрулуқ вәдә берилди. түркийә изчил түрдә дунйаниң һәр қайси җайлирида қийин өткәлгә дуч кәлгән дөләтләр вә хәлқләргә әң авал йардәм қилған дөләтләрниң бири болуп кәлди. биз һазир йавропа иттипақи вә хәлқара җәмийәтниң охшаш һәмкарлиқи вә сәзгүрлүкини көрүп наһайити хушал болдуқ.»
«йеңи олтурақ районлиримизни техиму бихәтәр, техиму чидамлиқ, техиму кәң даирилик, техиму йешил вә техиму илғар шәкилдә қуруп чиқимиз.»
министир чавушоғлу алдилирида узун вә мүшкүл бир қийин өткәлниң барлиқини, әмма бу қийин өткәлдин барлиқ имканийәтләрни һәрикәткә кәлтүрүш арқилиқ қәтий ирадә билән мувәппәқийәтлик һалда өтидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «өлүп кәткәнләрни тирилдүргили, азаб - оқубәтләрниң орнини толдурғили болмайду. лекин, вәйран болғанлириниң орниға техиму йахшисини ройапқа чиқиримиз. бүгүнки күндә хәлқара җәмийәтниң бизгә бәргән вәдилири бизниң апәт районлирини қайта қуруп чиқиш паалийәтлиримизгә наһайити зор төһпиләрни қошиду.»