чавушоғлу б д т баш катипи вә шиветсийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу б д т баш катипи гутеррес вә шиветсийә ташқи ишлар министири билистром билән қатарлиқлар билән телефонлашти.

1961541
чавушоғлу б д т баш катипи вә шиветсийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес вә шиветсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром билән айрим – айрим һалда телефонлашти.

дипломатик мәнбәләр, чавушоғлуниң гутеррес билән өткүзгән сөһбитидә, истанбул ашлиқ келишими, хәлқара ианә қилғучилар йиғини вә түркийәниң йетәкчиликидә б д т да башланған «нөл ташландуқ» тәшәббуси қатарлиқ мәсилиләрниң күнтәртипкә кәлгәнликини билдүрди.

чавушоғлуниң шиветсийәлик мәнсәпдиши билстром билән өткүзгән телефон сөһбитидә, нуқтилиқ һалда шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң кеңийиши мәсилиси музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر