шанлиурфа вә адийамандики су апитидә қаза қилғанлар сани 17 гә йәтти

су апитиниң зәрбисигә учриған шанлиурфада йәнә бир кишиниң җәсити тепилди.

1961023
шанлиурфа вә адийамандики су апитидә қаза қилғанлар сани 17 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфада алдинқи күни йүз бәргән су апити җәрйанида йәр асти қәвитини су бесип кәткән сода мәркизидин йәнә бир кишиниң җәсити тепилди.

шундақ қилип, шанлиурфада су апитидә һайатидин айрилғанлар сани 15 кә йәтти. адийамандики су апитидә икки адәм һайатидин айрилғаниди.

апәт йүз бәргән җайлардики издәш - қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر