әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшти

түрк дөләтлири тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғини бүгүн пайтәхт әнқәрәдә чақирилиду.

1960453
әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшти
Erdogan-Aliyev-3
mirziyoyev-erdogan.jpg
caparov-erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилати түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләр мунасивити билән пәвқуладдә башлиқлар йиғини чақириду؛ йиғинға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған саһибханлиқ қилиду.

җумһур рәис әрдоған тәшкилатқа әза бәзи дөләтләрниң пирезидентлири билән көрүшти؛ униң тунҗи меһмини өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев  болди.

җумһур рәис әрдоған йәнә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә қирғизистан пирезиденти садир җапароф билән айрим - айрим көрүшти.

меһман пирезидентлар түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләр сәвәбидин әрдоғандин һал сориди. учришишлар җәрйанида, икки тәрәплик мунасивәтләр вә районға алақидар мәсилиләр музакирә қилинди һәмдә түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғининиң күнтәртипидики мәсилиләр муһакимә қилинди.

түрк дөләтлири тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғини түркийәниң саһибиханлиқида әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрниң иштирак қилиши билән, пайтәхт әнқәрәниң бәштәпә районидики җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлиду.

бу қетимқи башлиқлар йиғиниға, шималий қибрис түрк җумһурийити, түркмәнистан вә венгирийә күзәткүчи дөләтләр сүпитидә иштирак қилиду.

түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләрдин кейин ташлинидиған ортақ қәдәмләр вә түрк җуғрапийәсигә мунасивәтлик мәсилиләр йиғинниң нуқтилиқ күнтәртипини тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر