шанлиурфа вә адийамандики су апитидә қаза қилғанлар сани 12 гә йәтти

шанлиурфа вә адийаманда йү збәргән су апәтлиридә һайатидин айрилғанлар сани 14 кә йәтти.

1960475
шанлиурфа вә адийамандики су апитидә қаза қилғанлар сани 12 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу түнүгүн (15-март) йүз бәргән кәлкүн апити һәққидә байанат берип: «шанлиурфада 12 пуқрайимиз, адийаманда икки пуқрайимиз һайатидин айрилди. бәш кишини издәш хизмәтлири давамлишиватиду... зийанни бекитиш хизмити дәрһал башланди» деди.

игилинишчә, шанлиурфада икки күндә йағқан һөл-йеғинниң миқдари йиллиқ оттуричә сәвийәдин икки һәссә йуқири болған.

районда шиддәтлик йамғур йағидиғанлиқи тоғрисида агаһландуруш елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر