тогг мушу һәптә базарға селиниду

түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тогг (TOGG) мушу һәптә базарға селиниду.

1958893
тогг мушу һәптә базарға селиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә  санаәт вә технологийә министирлиқиниң муавин министири мәһмәт фатиһ қаҗир түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тоггниң мушу һәптә базарға селинидиғанлиқини уқтурди.

қаҗир мундақ деди: «түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тогг дунйадики әң илғар ток аптомобил маркилиридин бири болиду, шундақла аптомобил саһәсисдә көплигән технологийәлик йеңилиқ йаритиш тәшәббуслириниң оттуриға чиқишида түрткилик рол ойнайду.»

игилинишичә, түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тоггниң тунҗи қетим C синип SUV  модели базарға селинидикән.

тоггниң әмәлий сетилиш баһаси қисқа вақит ичидә җамаәтчиликкә елан қилинидикән.

бурса вилайитиниң гәмлик районидики аптомобил ишләпчиқириш завутида 2022 – йили 29 – өктәбир күни түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тоггни түркүмләп ишләпчиқириш хизмити башланған иди.

түркийәниң ншани бу йилниң ахирлириғичә тәхминән 20 миң аптомобил ишләпчиқириш, 2030-йиличә буни бир  милйонға йәткүзүш икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر