чавушоғлу гиретсийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендиас билән телефонда көрүшти.

1953297
чавушоғлу гиретсийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гиретсийә дипломатийә министири никос дендиас билән телефонда көрүшти. телефон сөһбитидә, министир чавушоғлу түнүгүн гиретсийәдә йүз бәргән пойиз қазаси мунасивити билән гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендиасқа тәзийә билдүрди.»

гиретсийәниң ларисса шәһири әтрапида бир йолучилар пойизи йүк пойизиға соқулуп кәткәниди.

қаза нәтиҗисидә 36 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи, йариланған 66 кишиниң дохтурханида давамлиниватқанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر