чавушоғлу руссел билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди (UNICEF) ниң иҗраийә мудири катерине руссел билән көрүшти.

1952544
чавушоғлу руссел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фондиниң иҗраийә мудири катерине руссел билән әнқәрәдә бир йәргә җәм болғанлиқлирини билдүрүп мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фондиниң иҗраийә мудири катерине руссел һәмкарлиқ зийарити үчүн әнқәрәгә кәлди. хәлқара җәмийәтниң бу мушәққәтлик күнләрдә бизни қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر