әрдоған зелениски билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған  украина пирезиденти володимир зелениски билән телефонда көрүшти.

1951245
әрдоған зелениски билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән  украина пирезиденти володимир зеленискиниң телефон сөһбитидә, түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апити вә биринчи йилини арқида қалдурған русийә – украина урушиға мунасивәтлик өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған йәр тәврәш апити мунасивити билән түркийәниң йенида икәнликини ипадилигән  украина пирезиденти володимир зеленискиға миннәтдарлиқ билдүргән.

әрдоған, биринчи йилини арқида қалдурған русийә – украина уруши мәсилисидә уруш тохтитиш, мәсилини сөһбәт арқилиқ һәл қилиш вә тинчлиқ орнитиш йолида қоллиридин келишичә һәр түрлүк төһпиләрни қошқа тәййар икәнликлирини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر