түркийә исраилийә армийәсини әйиблиди
түркийә исраилийә армийәсиниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң шималиға җайлашқан наблус шәһиригә һуҗум қилишини қаттиқ әйиблиди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, исраилийә армийәсиниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң шималиға җайлашқан наблус шәһиригә һуҗум қилиши нәтиҗисидә йашанғанлар вә пуқраларниму өз ичигә алған кәм дегәндә 10 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.
байанатта, түркийәниң исраилийә армийәсиниң бу һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқи әскәртилди, һәмдә районда зораванлиқ вәқәлириниң алдини елиш үчүн исраилийә даирилириниң бундақ һуҗумлар вә иғвагәрчиликләргә дәрһал хатимә беришиниң шәрт икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди:
«исраилийә армийәсиниң һуҗумида һайатидин айрилған пәләстинлик қериндашлиримиға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, пәләстин дөлити вә хәлқигә тәзийә билдүримиз.»
пәләстин сәһийә министирлиқи исраилийә армийәсиниң ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң шималиға җайлашқан наблус шәһиригә қилған һуҗумида 10 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқини, 100 дин артуқ кишииң йариланғанлиқини уқтурғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақ вә сүрийәдә 75 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилмәктә.