чәт әл издәш - қутқузуш әтрәтлириниң паалийәтлири давамлашмақта

түркийә ташқи ишлар министирлиқи чәт әлдин апәт районлириға кәлгән издәш - қутқузуш әтрәтлириниң издәш - қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

1947628
чәт әл издәш - қутқузуш әтрәтлириниң паалийәтлири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, чәт әлдин қаһраманмарашни мәркәз қилип йүз бәргән түркийәдики йәр тәврәш апәтлиридә талапәткә учриған апәт районлириға кәлгән издәш - қутқузуш әтрәтлири һәққидә байанат елан  қилди.

байанатта, 101 дөләтниң йардәм тәклипидә болғанлиқи, 66 дөләт әвәткән издәш - қутқузуш әтрәтлириниң хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, апәт районлирида 5 миң 654 чәт әллик издәш - қутқузуш хадимниң издәш - қутқузуш паалийәтлиригә қатнишиватқанлиқи, икки дөләтниң издәш - қутқузуш әтрити әвәтишиниң күтүлүватқанлиқи, йәнә түркийәгә келидиған чәт әллик издәш - қутқузуш хадимлири саниниң 455 икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر