дунйа әллири түркийәгә йар - йүләк болушни давамлаштурмақта

тәйвән хәлқиниң йәр тәврәшниң зәрбисигә учриған қаһраманмараш мәркәзлик апәт районлириға ианә қилған йардәм буйумлирини түркийәгә әвәтиш хизмәтлири давамлашмақта.

1946430
дунйа әллири түркийәгә йар - йүләк болушни давамлаштурмақта
Türkmenistan Yardım 2.jpg
Kırgızistan yurtları Kahramanmaraşa dikildi 15.jpg
Kırgızistan yurtları Kahramanmaraşa dikildi 14.jpg
Kırgızistan arama-kurtarma ekibi ek 19.jpg
YARDIM ARABİSTAN.jpg
DEPREM THY.jpg
Astara_Türkiye_yardım_.jpeg
hatay cadir kent.jpg
pakistan yardim.jpg
sirbistan deprem yardim.jpg
yunanistan yardim.jpg
Kırgızistan deprem yardım 5.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тәйбейдики түркийә сода ишханиси иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, тәйвән хәлқиниң йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға ианә қилған 10 миң әдийал, 600 чедир, бәш дала дохтурханиси чедири қатарлиқ йардәм буйумлири бесилған түркийә һава йоллири ширкити айропиланиниң пайтәхт тәйбейдин түркийәгә қарап йолға чиққанлиқини уқтурди.

тәйвән әвәткән 150 тонна йардәм әшйаси алдинқи күни түркийәгә йетип кәлгәниди. йәр тәврәштин кейин түркийәгә қарап йолға чиққан 130 кишилик тәйвән издәш-қутқузуш әтрити, адийамандики издәш – қутқузуш хизмәтлиригә һәмдәм болмақта.

хитайму йәр тәврәшләрдин кейин түркийәгә апәт йардәм буйумлири сүпитидә давалаш әслиһәлири вә башқа әшйаларни әвәтидиғанлиқини елан қилди؛ хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси ваң винбин пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгән қәрәллик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, әдийал вә чедир қатарлиқ җиддий қутқузуш буйумлирини өз ичигә алған йардәмниң биринчи қисминиң 11-вә 12-феврал күнлири түркийәгә йетип барғанлиқини билдүрди.

униң ейтишичә, йардәмләрниң електир кардиографийәси вә ултра аваз долқуни үскүнилири, теббий тиранспорт машинилири, елип йүрүшкә әплик бимар каривити қатарлиқ иккинчи қисминиң бу һәптә әвәтилиши пиланланмақта икән.

җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол, қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәшләр сәвәбидин барлиқ мәнбәләрни сәпәрвәр қилиш тоғрисида буйруқ чүшүрди؛ җәнубий корейә пирезидентлиқ мәһкимиси байанатчиси ли до вон пирезидент йонға вакалитән байанат елан қилип: «йон, <қан билән мустәһкәмләнгән иттипақдаш вә қериндаш дөләт> болуш сүпити билән, җәнубий корейәниң, түркийәниң йәр тәврәштин кейинки әслигә келишигә йардәм қилиш үчүн, башқиларға қариғанда техиму қизғин болуши керәкликини ейтти. түркийә һазир әң еһтийаҗлиқ болуватқан нәрсиләр чедир, дора, давалаш буйумлири икәнликини әскәрткән йон, ташқи ишлар, мудапиә вә санаәт министирлиқи қатарлиқ барлиқ министирлиқларниң мәвҗут барлиқ мәнбәлирини сәпәрвәр қилип, әң көп миқдарда йардәм материйаллири билән тәминлишини вә бу тәдбирләр һәққидә түркийә тәрәп билән тездин алақә орнитилишини халайдиғанлиқини әскәртти» деди.

җәнубий корейә парламент әзалириму маашлириниң үч пирсәнтини йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға ианә қилиду.

коломбийә, йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға йардәм бериш үчүн, 20 мутәхәссистин тәркиб тапқан кәспий хадимлар әтритини түркийәгә йоллиди.

буниңдин илгири 101 адәмдин тәркиб тапқан издәш-қутқузуш әтритини түркийәгә әвәткән қазақистанда ечилған йәр тәврәшкә йардәм бериш банка һесабатидики һазирғичә топланған 2 милйон 849 миң 836 доллар пул, түркийә апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси _ афадниң рәсмий һесабатиға йөткәлди. қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев һөкүмәтни түркийәдики йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанлар үчүн чедир, исситиш үскинилири, иссиқ кийим вә башқа асаслиқ еһтийаҗларни өз ичигә алған қошумчә инсанпәрвәрлик йардими әвәтишкә буйруди.

қирғизистан үчинчи түркүм издәш-қутқузуш әтритини түркийәгә әвәтишкә тәййарланмақта؛ игилинишичә, айропиланда қирғизистан җиддий әһваллар министири бобек акийефев башчилиқидики әтрәттин башқа, дала дохтурханиси, қутқузуш машиниси вә 52 данә чедир бар.

өзбекистан мәмликәт миқйасидики йардәм топлаш сәпәрвәрлик һәрикити даирисидә, йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучилар үчүн топланған 170 тонна инсанпәрвәрлик йардимини түркийәгә әвәтти. өзбекистан пуқралириниң нәқ пул йардәмлириниң давамлишиватқанлиқи, өзбекистанлиқ ашпәзләрниң йәр тәврәш районидики бәш миң кишигә күнигә икки вақ тамақ тарқитиватқанлиқи билдүрүлди.

түркийәниң ашхабатта турушлуқ баш әлчиси тоган орал, түркмәнистанниң қаһраманмараштики йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға үчинчи йардәм айропиланини тәййарлиғанлиқини билдүрди.

русийәму мәш вә қишлиқ чедирлардин тәркиб тапқан 36 тонна инсанпәрвәрлик йардәм әшйасини түркийәгә әвәтти. хәвәр қилинишичә, русийәдики әң чоң нефит химийә санаити ширкити — SIBUR , түркийәдики йәр тәврәшниң тәсиригә учриған пуқраларға 1 милйон доллар ианә қилидикән.

мисирда йашайдиған түркийәлик сода – санаәтчиләр, йәр тәврәшниң зәрбисигә учриған районларға 5.5 тонна инсанпәрвәрлик йардими әвәтти.

ирақ түркмәнлириму йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға икки йүк машиниси турмуш буйумлирини ианә қилди.

афғанистанниң һират вилайитидики сода – санаәтчиләр, апәтниң зәрбисигә учриғанларға 56 миң 500 доллар нәқ пул ианә қилди.

илгири издәш-қутқузуш әтрити вә йардәм материйаллирини әвәткән әзәрбәйҗан, адийаманда 1000 контейнерлиқ шәһәр қуриду.

түркийәниң бакуда турушлуқ баш әлчиси җаһит бағчи, қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәшләрдин кейин, әзәрбәйҗанниң түркийәгә 1541 тонна инсанпәрвәрлик йардими әвәтилгәнликини елан қилди.

парс қолтуқи дөләтлири сәуди әрәбистан, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики, кувәйт, бәһрәйн вә омандики һөкүмәт органлири вә хәйр-сахавәт тәшкилатлириниң йардәм топлаш паалийәтлиридә топланған пулниң миқдари 370 милйон доллардин ешип кәтти.

боснийә-гертсеговина вә сербийә йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучилар үчүн әң зөрүр материйаллар дәп қариливатқан исситқуч вә генераторлар йүкләнгән йүк машинилирини түркийәгә йолға салди.

қаратағлиқларниң йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға қилған ианисиниң 200 миң йавроға йеқинлишип қалғанлиқи билдүрүлди.

җәнубий африқилиқлар түркийәдики йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғучиларға йардәм бериш үчүн сәпәрвәр болди. йәр тәврәш райониға ианә қилинған нурғун чедир, исситқуч, ухлаш халтиси, әдийал, генератор, сағламлиқ буйумлири вә қишлиқ кийимләр түркийә һава йоллири ширкити айропилани билән қәрәллик һалда түркийәгә тошулиду.

6 – февралда мәйданға келип, 10 вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7 вә 7.6 бал чоңлуқидики «әсирниң апити» намлиқ йәр тәврәшләрдә миңларчә киши қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر