дунйа әллири түркийәгә йардәм қилишни давамлаштурмақта

6 – феврал (2023) қаһраманмарашта йүз берип 10 вилайәткә тәсир көрсәткән йәр тәврәштин кейин, нурғун дөләтләр түркийәгә йардәм әшйалирини әвәтишни давамлаштурмақта.

1944722
дунйа әллири түркийәгә йардәм қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: буниңдин илгири апәт райониға издәш - қутқузуш әтрәтлирини әвәткән әзәрбәйҗан, миңдин артуқ чедир билән 400 гә йеқин исситқучни түркийәгә әвәтти.

әрәб бирләшмә хәлипилики һава каридори тәсис қилип, түркийә вә сүрийәдики йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға 22 айропилан билән 640 тонна қутқузуш лазимәтликлири әвәтти.

әрәб бирләшмә хәлипилики пирезиденти муһәммәд бин зайидниң аниси шәйха фатимә бинти мубарәк, түркийә вә сүрийәдики йәр тәврәшниң тәсиригә учриғанларға тәхминән 13 милйон 600 миң доллар ианә қилди.

испанийә апәт райониға дала дохтурханиси әвәтти, гиретсийә түркийәгә җиддий қутқузуш буйумлири вә сағламлиқ әшйалирини әвәтишни давамлаштурмақта.

германийәниң көлин шәһиригә йиғилған 120 тонна йардәм әшйаси алтә йүк машиниси билән апәт райониға қарап йолға чиқти.

белгийәниң пайтәхти бирйусселдики түркийә пуқралири вә җәмийәтлири топлиған йардәм әшйалири бесилған тунҗи йүк айропилани районға йетип кәлди.

пәләстин әвәткән йардәм әтрәтлири түркийә вә сүрийәгә йетип барди. аргентинаниң 28 кишилик издәш-қутқузуш әтрити билән беларусийәниң иккинчи қутқузуш әтрити түркийәгә йетип келип, издәш - қутқузуш хизмитигә қатнашти.

қирғизистан йәр тәврәштин кейин издәш - қутқузуш хизмитини давамлаштуруватқан қирғизистан әтритиниң санини көпәйтип, районға дала дохтурханиси, чедир вә давалаш буйумлирини әвәтидиғанлиқини елан қилди.

дунйа банкаси түркийәни 1 милйард 780 милйон доллар, америка түркийә вә сүрийәни 85 милйон доллар билән тәминләйдиғанлиқини уқтурди.

германийә бийотехника ширкити — BioNTech түркийә вә сүрийәдики инсанпәрвәрлик йардәм хизмәтлиригә төһпә қошуш мәқситидә 1 милйон йавро ианә қилди. бойин ширкитиму түркийәдики издәш - қутқузуш хизмәтлирини қоллаш үчүн түркийә қизилай җәмийитигә 500 миң доллар ианә қилди.

кувәйтму йәр тәврәшниң тәсиригә учриған районларға 15 милйон доллар аҗритидиғанлиқини елан қилди.

пакистан билән молдавийәгә қарашлиқ гагавз аптоном районида түркийәдики йәр тәврәшниң зәрбисигә учриғанларға йардәм бериш ианә топлаш сәпәрвәрлик паалийити башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر