әрдоған: апәт районлирида 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилдуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қаһраманмараш қатарлиқ йәр тәврәш апити йүз бәргән 10 вилайәттә үч айлиқ җиддий һаләт елан қилинғанлиқини ейтти.

1943249
әрдоған: апәт районлирида 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдики дөләт учур-алақә ишлирини маслаштуруш мәркизидә, мәркизи қаһраманмараш болған түркийәниң 10 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә байанат елан қилди.

әрдоған байанатида мундақ деди: «пәқәт җумһурийтимиз тарихидикила әмәс, җуғрапийәмиз вә дунйадики әң чоң апәтләрдин бирини баштин кәчүрүватимиз.»

«бу апәт җәрйанида 3549 пуқрамиз қаза қилди, 22 миң 168 пуқрамиз җенидин айрилди. әң чоң тәсәллимиз, һазирғичә 8 миңдин артуқ пуқрамизниң харабиликтин қутқузувелиниши болди.»

«асасий қанунниң 119 – маддисиға асасән, җиддий һаләт елан қилишни қарарлаштурдуқ. йәр тәврәш апити йүз бәргән 10 вилайитимизни омумий һайатқа тәсир көрситидиған апәт райони елан қилдуқ.»

җумһур рәис әрдоған һазирғичә апәт районлириға 54 миң чедир, 102 миң кариват вә башқа лазимәтликләрниң әвәтилгәнликини тәкитләп мундақ деди: «һазир 53 миң 317 издәш-қутқузуш хадимимиз вә йардәмчи хадимлиримиз апәт районлирида җиддий хизмәт ишләватиду. издәш – қутқузуш паалийәтлири түркийә вә чәт әлләрдин кәлгән әтрәтләрниң көпийишигә әгишип барғансери күчләнмәктә.»

«қораллиқ сақчи қисимлиримиз, миңлиған мутәхәссис хадимлиримиз 26 йүк айропилани билән, саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштабимиз парахот вә кемилири билән апәт районлирида вәзипә өтимәктә. миңға йеқин қутқузуш машиниси, 241 UMKE (дөләтлик давалаш - қутқузуш әтрити) вә икки қутқузуш айропилани вә 5 миң сәһийә хадими районға әвәтилди.»

әрдоған һазирғичә 70 дөләт вә 14 хәлқаралиқ тәшкилаттин йардәм тәклипи алғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «18 дөләт вә һөкүмәт башлиқи бизгә телефон қилип, йардәм тәклипидә болди. дөлитимизниң бу мусибәтлик күнидә йардәм бериш вә қоллаш үчүн тәклип сунуп, бизгә телефон қилған, тәзийә телеграммиси йоллиған барлиқ достлиримизға, пүткүл дөләт вә һөкүмәт башлиқлириға миннәтдарлиқ билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر